2Һәққанийлар гүлләнсә, пухралири шатлинар, Қәбиһләр һоқуқ тутса пухра налә-пәряд көтирәр.
3Даналиқни сөйгән оғул атисини хуш қилар; Бирақ паһишиләргә һәмраһ болған униң мал-мүлкини бузуп-чачар.
4Падишаһ адаләт билән жутини тинич қилар; Бирақ баҗ-селиқ салған болса, уни вәйран қилар.
5Өз йеқиниға хушамәт қилған киши, Униң путлириға тор тәйярлап қойғандур.