3Таш еғир, қум хелә җиң басар, Бирақ ахмақ кәлтүридиған хапичилиқ иккисидин техиму еғирдур.
4Ғәзәп рәһимсиздур, Қәһр болса кәлкүндәк адәмни еқитип кетәр, Бирақ ким һәсәтхорлуқ алдида тақабил туралисун?
5Ашкарә әйипләш йошурун муһәббәттин әладур.
6Достниң қолидин йегән зәхимләр садиқлиқтин болиду; Бирақ дүшмәнниң сөйүшлири һейлигәрликтур.
7Тоқ киши һәсәл көнигидинму бизардур, Ач кишигә һәр қандақ аччиқ нәрсиму татлиқ билинәр.
8Жут маканидин айрилған киши, Угисидин айрилип жүргән қушқа охшар.