15Ямғурлуқ күндики тохтимай чүшкән тамчә-тамчә йеғин, Вә соқушқақ хотун бир-биригә охшаштур.
16Уни тизгәнләш боранни тосқанға, Яки яғни оң қол билән чаңгаллиғанға охшаштур.
17Төмүрни төмүргә билисә өткүрләшкәндәк, Достларму бир-бирини өткүрләштүрәр.
18Әнҗир көчитини пәрвиш қилғучи униңдин әнҗир йәйду; Ғоҗайинини асрап күткән қул иззәт тапиду.
19Суда адәмниң йүзи әкс әткәндәк, Инсанниң қәлбиниң қандақлиғи өз йенидики киши арқилиқ билинәр.
20Тәһтисара вә һалакәт һәргиз тоймиғандәк, Адәмниң ач көзлири қанаәт тапмас.
21Сапал қазан күмүчни, чанақ алтунни тавлар, Адәм болса махталғанда синилар.
22Ахмақни буғдай билән биргә сәндәлдә талқан қилип соқсаңму, Ахмақлиғи йәнила униңда турар.
23Падилириңниң әһвалини убдан билип тур, Мал-варанлириңдин яхши хәвәр ал;
24Чүнки байлиқниң мәңгү капалити болмас, Таҗ-тәхтму дәвирдин-дәвиргичә турамду?
25Қуруған чөпләр орулғандин кейин, Юмран чөпләр өсүп чиққанда, Тағ бағридинму явайи чөпләр жиғилғанда,