5Байлиқларға көз тикишиң биләнла, улар йоқ болиду; Пул-мал дәрвәқә өзигә қанат ясап, Худди бүркүттәк асманға учуп кетәр.
6Ач көзниң ненини йемә, Униң есил назу-немәтлирини тама қилма;
7Чүнки униң көңли қандақ болғандәк, өзиму шундақ. У ағзида: — Қени, алсила, ичсилә! — десиму, Бирақ көңлидә сени ойлиғини йоқ.
8Йегән бир жутум таамниму қусуветисән, Униңға қилған чирайлиқ сөзлириңму бекарға кәткән болиду.
9Ахмаққа йол көрситип салма, Чүнки у әқил сөзлириңни көзгә илмас.