22Сени тапқан атаңниң сөзини аңла, Анаң қериғанда униңға һөрмәтсизлик қилма.
23Һәқиқәтни сетивал, Уни һәргиз сетивәтмә. Даналиқ, тәрбийә вә йорутулушниму ал.
24Һәққаний балиниң атиси чоң хошаллиқ тапар; Дана оғулни тапқан атиси униңдин хурсән болар.
25Ата-анаңни сөйүндүрүп, Сени туққан анаңни хуш қил.
26И оғлум, қәлбиңни маңа тапшур; Көзлириңму һаятлиқ йоллиримға тикилсун!
27Чүнки паһишә аял чоңқур оридур, Бузуқ ят аял тар зиндандур;