1Шарап кишини рәсва қилар, Һарақ кишини ғалҗирлаштурар; Кимки униңға берилип езип кәтсә, әқилсиздур.
2Падишаһниң ғәзиви ширниң һөкиришигә охшаш қорқунучлуқтур; Униң аччиғини кәлтүргән, өз җениға җаза чүшүрәр.
3Өзини маҗирадин нери қилиш кишиниң иззитидур; Бирақ һәр бир ахмақ өзини басалмас.