Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 1

Пәнд-несиһәтләр 1:1-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Исраил падишаһи Давутниң оғли Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: —
2Бу пәнд-несиһәтләр саңа әқил-парасәт, әдәп-әхлақни үгитип, сени ибрәтлик сөзләрни чүшинидиған қилиду;
3саңа даналиқ, һәққанийлиқ, пәм-парасәт вә дуруслуқниң йолйоруқ-тәрбийисини қобул қилдуриду.
4Бу пәнд-несиһәтләр наданларни зерәк қилип, яшларни билимлик вә сәзгүр қилиду;
5буларға қулақ селиши билән даналар билимини ашуриду, йорутулған кишиләр техиму дана мәслиһәткә еришиду,
6шундақла пәнд-несиһәтләр һәм тәмсилләрниң мәнисини, данишмәнләрниң һекмәтлири һәм тилсим сөзлирини чүшинидиған қилиниду.
7Пәрвәрдигардин қорқуш билимниң башлинишидур; Ахмақлар даналиқни вә тәрбийини көзгә илмайду.
8И оғлум, атаңниң тәрбийисигә қулақ сал, анаңниң сөз-несиһәтидин айрилма;
9чүнки улар сениң бешиңға тақалған гүл чәмбирәк, бойнуңға есилған марҗан болиду.
10И оғлум, яманлар сени аздурса, уларға әгәшмигин.
11Әгәр улар: — Жүр, қапқан қуруп адәм өлтүрәйли; Йошурунивелип, бирәр бегуна кәлгәндә урайли!
12Тәһтисарадәк уларни жутуветәйли, Сақ болсиму, һаңға чүшкәнләрдәк уларни жиқитайли;
13Улардин хилму-хил қиммәтлик мал-дунияға егә болуп, Өйлиримизни олҗа билән толдуримиз.
14Биз билән шерик бол, Һәмянимиз бир болсун, десә, —
15И оғлум, уларға йолдаш болма, Өзүңни уларниң изидин нери қил!
16Чүнки уларниң путлири рәзилликкә жүгүриду, Қолини қан қилиш үчүн алдирайду.
17Һәр қандақ учарқанат туюп қалғанда қапқан қоюш бекар аваричиликтур;
18Лекин булар дәл өз қенини төкүш үчүн сақлайду; Өз җанлириға замин болушни күтиду.
19Нәпси йоғинап кәткән һәр бир адәмниң йоллириниң ақивити мана шундақ; Һарам мал-дуния өз егилириниң җенини алиду.
20Бүйүк даналиқ кочида очуқ-ашкарә хитап қилмақта, Чоң мәйданларда садасини аңлатмақта.

Read Пәнд-несиһәтләр 1Пәнд-несиһәтләр 1
Compare Пәнд-несиһәтләр 1:1-20Пәнд-несиһәтләр 1:1-20