2Йәнә, ғәйрити бар киши билимсиз болса болмас; Алдираңғу йолдин чиқар.
3Кишиниң ахмақлиги өз йолини астин-үстин қиливетәр; Шундақ туруқлуқ у көңлидә Пәрвәрдигардин рәнҗип ағринар.
4Байлиқ достни көп қилар; Мискинләр бар достидинму айрилип қалар.
5Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму җазадин қутулалмас.
6Тола адәм сехийдин илтипат көзләр; Соғат берип турғучиға һәммә киши досттур.
7Намратлашқандин қериндашлириму зерикәр; Униң достлири техиму жирақ қачар; Ялвуруп қоғлисиму, улар тепилмас.