9Ишида һорун болған кишиму, Бузғунчи билән үлпәтдаш болиду.
10Пәрвәрдигарниң нами мәзмут мунардур; Һәққанийлар униң ичигә жүгүрүп кирип жуқурида аман болар.
11Бай адәм мал-дуниясини «мустәһкәм шәһирим» дәп биләр; Нәзиридә өзини сақлайдиған егиз сепилдәк турар.
12Битчит болуштин авал, көңүлгә тәкәббурлуқ келәр; Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр.
13Сөзни аңлимай туруп, алдирап җавап бәргән, Ахмақлиғини көрситип өзини хиҗаләттә қалдурур.
14Тәндики ағриқ азавиға адәмниң өз роһи бәрдашлиқ бәргүзәр; Бирақ роһи сунған болса уни ким көтирәр?
15Йорутулғанниң қәлби билимгә еришмәктә, Ақиланиниң қулақлири билимни издимәктә.
16Соғат өз егисигә ишикни дағдам ечип берәр; Уни чоң әрбаблар алдиға йәткүзәр.
17Дәва қилғанда, авал сөзлигүчиниң сөзлири орунлуқ көрүнәр; Лекин қарши тәрәп соал қоюп ишни сүрүштүрәр.
18Чәк ташлаш җедәлләрни түгитәр; Ғоҗиларниң арисидики ишниму һәл қилар.
19Рәнҗигән қериндашниң көңлини елиш мустәһкәм шәһәрни елиштинму тәс; Җедәл-маҗира қорғанниң тақақ-балдақлириға охшаштур.
20Адәм дурус сөзлигәнлигидин қосиғи тоқ болар; Өз көңлидин чиққан сөзлиридин мол һосул алар.
21Һаят-мамат тилниң илкидидур; Кимки униң тәсирини әтиварлиса униң мевисидин йәр.