Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 14

Пәнд-несиһәтләр 14:5-28

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Ишәшлик гувачи ялған ейтмас; Сахта гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар.
6Һакавурлар даналиқ издәп тапалмас; Бирақ йорутулған адәмгә билим елиш асанға чүшәр.
7Бирәвниң ағзида билим йоқлуғини билип йәткәндә, Униңдин өзүңни нери тарт.
8Әқил-парасәтлик кишиниң даналиғи өз йолини ойлиништидур; Ахмақларниң әқилсизлиги болса өзлириниң алдинишидур.
9Ахмақлар болса «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни көзгә илмайду, Һәққанийлар арисида болса илтипат тепилар.
10Көңүлдики дәрдни пәқәт өзила көтирәләр; Көңүлдики хушлуққиму башқилар шерик болалмас.
11Яманниң өйи өрүлүп чүшәр; Һәққаний адәмниң чедири гүллинип кетәр.
12Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар, Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур.
13Оюн-күлкә болса қәлбтики ғәм-қайғуни япар, Хошаллиқ өтүп кәткәндә, ғәм-қайғу йәнила қалар.
14Тоғра йолдин бурулуп янған адәм һаман өз йолидин тояр; Яхши адәм өз ишидин қанаәтлинәр.
15Саддилар һәммә гәпкә ишинип кетәр; Лекин пәм-парасәтлик киши һәр бир қәдәмни авайлап басар.
16Дана адәм еһтиятчан болуп аваричиликтин нери кетәр; Ахмақ һакавурлуқ қилип, өзигә ишинип алдиға маңар.
17Териккәк ахмақлиқ қилар; Нәйрәңваз адәм нәпрәткә учрар.
18Саддилар ахмақлиққа варислиқ қилар; Пәм-парасәтликләр билимни өз таҗи қилар.
19Яманлар яхшиларниң алдида егиләр; Қәбиһләр һәққанийниң дәрвазилири алдида баш урар.
20Намрат киши һәтта өз йеқиниғиму яман көрүнәр. Байниң дости болса көптур.
21Йеқинини пәс көргән гунакардур; Лекин мискинләргә рәһим қилған бәрикәт тапар.
22Яманлиқ ойлиғанлар йолдин адашқанлардин әмәсму? Бирақ яхшилиқ ойлиғанлар рәһим-шәпқәт, һәқиқәт-садиқлиққа муйәссәр болар.
23Һәммә меһнәттин пайда чиқар; Бирақ қуруқ параңлар адәмни муһтаҗлиқта қалдурар.
24Ақиланиләр үчүн байлиқлар бир таҗдур; Ахмақларниң наданлиғидин пәқәт йәнә шу наданлиқла чиқар.
25Һәққаний гувалиқ бәргүчи кишиләрниң һаятини қутқузар; Ялған-явидақ сөзләйдиған гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар.
26Пәрвәрдигардин қорқидиғанниң күчлүк йөләнчүки бар, Униң балилириму һимайигә егә болар.
27Пәрвәрдигардин қорқуш һаятниң булиқидур; У кишини әҗәллик қапқанлардин қутқузар.  
28Падишаһниң шан-шәриви пухрасиниң көплигидиндур; Пухрасиниң кәмлиги әмирниң һалакитидур.

Read Пәнд-несиһәтләр 14Пәнд-несиһәтләр 14
Compare Пәнд-несиһәтләр 14:5-28Пәнд-несиһәтләр 14:5-28