Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 14

Пәнд-несиһәтләр 14:17-29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
17Териккәк ахмақлиқ қилар; Нәйрәңваз адәм нәпрәткә учрар.
18Саддилар ахмақлиққа варислиқ қилар; Пәм-парасәтликләр билимни өз таҗи қилар.
19Яманлар яхшиларниң алдида егиләр; Қәбиһләр һәққанийниң дәрвазилири алдида баш урар.
20Намрат киши һәтта өз йеқиниғиму яман көрүнәр. Байниң дости болса көптур.
21Йеқинини пәс көргән гунакардур; Лекин мискинләргә рәһим қилған бәрикәт тапар.
22Яманлиқ ойлиғанлар йолдин адашқанлардин әмәсму? Бирақ яхшилиқ ойлиғанлар рәһим-шәпқәт, һәқиқәт-садиқлиққа муйәссәр болар.
23Һәммә меһнәттин пайда чиқар; Бирақ қуруқ параңлар адәмни муһтаҗлиқта қалдурар.
24Ақиланиләр үчүн байлиқлар бир таҗдур; Ахмақларниң наданлиғидин пәқәт йәнә шу наданлиқла чиқар.
25Һәққаний гувалиқ бәргүчи кишиләрниң һаятини қутқузар; Ялған-явидақ сөзләйдиған гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар.
26Пәрвәрдигардин қорқидиғанниң күчлүк йөләнчүки бар, Униң балилириму һимайигә егә болар.
27Пәрвәрдигардин қорқуш һаятниң булиқидур; У кишини әҗәллик қапқанлардин қутқузар.  
28Падишаһниң шан-шәриви пухрасиниң көплигидиндур; Пухрасиниң кәмлиги әмирниң һалакитидур.
29Еғир-бесиқ киши интайин ақил кишидур; Чечилғақ ахмақлиқни улуқлар.

Read Пәнд-несиһәтләр 14Пәнд-несиһәтләр 14
Compare Пәнд-несиһәтләр 14:17-29Пәнд-несиһәтләр 14:17-29