1Һәр бир дана аял өз аилисини ават қилар; Ахмақ аял аилисини өз қоли билән вәйран қилар.
2Дуруслуқ йолида маңидиған киши Пәрвәрдигардин қорқар; Қиңғир йолда маңған киши Худани көзгә илмас.
3Ахмақниң тәкәббур ағзи өзигә таяқ болар; Ақиланиниң ләвлири өзини қоғдар.
4Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар; Бирақ өкүзниң күчи болғандила саңға ашлиқ толар.
5Ишәшлик гувачи ялған ейтмас; Сахта гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар.
6Һакавурлар даналиқ издәп тапалмас; Бирақ йорутулған адәмгә билим елиш асанға чүшәр.
7Бирәвниң ағзида билим йоқлуғини билип йәткәндә, Униңдин өзүңни нери тарт.