3Сөздә еһтиятчан киши җенини сақлап қалар; Ағзи иштик һалакәткә учрар.
4Һорунниң арзу-тилиги бар, лекин еришәлмәс; Лекин тиришчан әтлинәр.
5Һәққаний адәм ялғанчилиқтин жиркинәр; Қәбиһ болса сесип, шәрмәндә болар.
6Йоли дурусни һәққанийәт қоғдар; Лекин гунакарни рәзиллик жиқитар.
7Бәзиләр өзини бай көрсәткини билән әмәлийәттә қуруқ сөләттур; Бәзиләр өзини йоқсул көрсәткини билән зор байлиқлири бардур.