5Һәққаний адәмниң ой-пикри дурус һөкүм чиқирар; Яманларниң несиһәтлири мәккарлиқтур.
6Яманларниң сөзлири қан төкидиған қилтақтур; Лекин дурусниң сөзи адәмни қилтақтин қутулдурар.
7Яманлар ағдурулуп, йоқилар; Лекин һәққанийларниң өйи мәзмут турар.
8Адәм өз зериклиги билән махташқа сазавәр болар; Әгир нийәтлик киши көзгә илинмас.
9Пеқир туруп хизмәткари бар киши, Өзини чоң тутуп ач жүргән кишидин яхшидур.
10Һәққаний адәм өз улиғиниму асрар; Амма рәзил адәмниң болса һәтта рәһимдиллиғиму залимлиқтур.
11Тиришип териқчилиқ қилған деханниң қосиғи тоқ болар; Амма хам хиялларға берилгән кишиниң әқли йоқтур.
12Яман адәм яманлиқ қилтиғини көзләп олтирар; Амма һәққаний адәмниң йилтизи мевә берип турар.
13Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар; Һәққаний адәм мушәққәт-қийинчилиқтин қутулар.
14Адәм өз ағзиниң мевисидин қанаәт тапар; Өз қоли билән қилғанлиридин униңға яндурулар.
15Ахмақ өз йолини тоғра дәп биләр; Амма дәвәткә қулақ салған киши ақиланидур.
16Ахмақниң аччиғи кәлсә, тезла билинәр; Зерәк киши һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас.