1Кимки тәрбийини қәдирлисә, билимниму сөйгүчидур; Лекин тәнбиһкә нәпрәтләнгән надан-һамақәттур.
2Яхши нийәтлик адәм Пәрвәрдигарниң илтипатиға еришәр; Амма Пәрвәрдигар һейлә-микирлик адәмниң гунайини бекитәр.
3Адәмләр яманлиқ қилип аманлиқ тапалмас; Лекин һәққанийларниң йилтизи тәврәнмәс.
4Пәзиләтлик аял ериниң таҗидур; Амма уни уятқа салғучи хотун униң устихинини чиритәр.
5Һәққаний адәмниң ой-пикри дурус һөкүм чиқирар; Яманларниң несиһәтлири мәккарлиқтур.
6Яманларниң сөзлири қан төкидиған қилтақтур; Лекин дурусниң сөзи адәмни қилтақтин қутулдурар.
7Яманлар ағдурулуп, йоқилар; Лекин һәққанийларниң өйи мәзмут турар.