Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 10

Пәнд-несиһәтләр 10:1-30

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Падишаһ Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: — Дана оғул атисини шат қилар; Әқилсиз оғул анисини қайғу-һәсрәткә салар.
2Һарам байлиқларниң һеч пайдиси болмас; Һәққанийәт инсанни өлүмдин қутулдурар.
3Пәрвәрдигар һәққаний адәмниң җенини ач қоймас; Лекин у қәбиһләрниң нәпсини боғуп қояр.
4Һорунлуқ кишини гадай қилар; Ишчанлиқ болса баяшат қилар.  
5Язда һосулни жиғивалғучи — дана оғулдур; Лекин орма вақтида ухлап ятқучи — хиҗаләткә қалдуридиған оғулдур.
6Бәрикәт һәққаний адәмниң бешиға чүшәр; Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар.
7Һәққаний адәмниң ядикари мубарәктур; Яманларниң нами болса, сесиқ қалар.
8Дана адәм йолйоруқ-несиһәтләрни қобул қилар; Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.
9Ғубарсиз жүргән кишиниң жүрүш-туруши турақлиқтур, Йоллирини әгир қилғанниң кири ахири ашкарилиниду.
10Көз ишаритини қилип жүридиғанлар адәмни дағда қалдурар; Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.
11Һәққаний адәмниң ағзи һаятлиқ булиқидур, Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар.  
12Өчмәнлик җедәл қозғар; Меһир-муһәббәт һәммә гуналарни япар.
13Әқил-идрақлик адәмниң ағзидин даналиқ тепилар; Әқилсизниң дүмбисигә палақ тегәр.
14Дана адәмләр билимләрни зиядә топлар; Лекин ахмақниң ағзи уни һалакәткә йеқинлаштурар.
15Мал-дуниялири гоя мәзмут шәһәрдәк байниң капалитидур; Мискинни һалак қилидиған иш дәл униң намратлиғидур.
16Һәққанийларниң әҗирлири җанға җан қошар, Қәбиһләрниң һосули гунанила көпәйтиштур.
17Несиһәтни аңлап уни сақлиғучи һаятлиқ йолиға маңар; Тәнбиһләрни рәт қилған киши йолдин азғанлардур.
18Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас; Төһмәт чаплиғанлар ахмақтур.
19Гәп көп болуп кәтсә, гунадин халий болмас, Лекин ағзиға егә болған әқиллиқтур.
20Һәққаний адәмниң сөзи худди сап күмүч; Яманниң ойлири толиму әрзимәстур.
21Һәққаний адәмниң сөзлири нурғун кишини қувәтләр; Ахмақлар әқли кәмлигидин өләр.
22Пәрвәрдигарниң ата қилған бәрикити адәмни дөләтмән қилар; У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас.
23Ахмақ қәбиһликни тамашә дәп биләр; Амма даналиқ йорутулған кишиниң хурсәнлигидур.  
24Яман киши немидин қорқса шуниңға учрар; Һәққаний адәмниң арзуси әмәлгә ашурулар.
25Яман адәм қуюндәк өтүп йоқар; Лекин һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәктур.
26Адәм аччиқ су жутувалғандәк, Көзигә ис-түтәк кирип кәткәндәк, Һорун адәмни ишқа әвәткәнму шундақ болар.
27Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни узун қилар, Яманниң өмри қисқартилар.
28Һәққаний адәмниң үмүти хурсәнлик елип келәр; Лекин рәзилниң күткини йоққа чиқар.
29Пәрвәрдигарниң йоли дурус яшаватқанларға башпанаһдур; Қәбиһлик қилғучиларға болса һалакәттур.
30Һәққанийларниң орни мустәһкәмдур; Яманлар зиминда узун турмас.

Read Пәнд-несиһәтләр 10Пәнд-несиһәтләр 10
Compare Пәнд-несиһәтләр 10:1-30Пәнд-несиһәтләр 10:1-30