11йәнә Нафат-Дорға Бән-Абинадаб (у Сулайманниң қизи Тафатни хотунлуққа алған);
12Таанақ, Мәгиддо вә Йизрәәлниң төвәнки тәрипидики Зарәтанниң йенида болған пүткүл Бәйт-Шанға, шундақла Бәйт-Шандин тартип Абәл-мәһолаһғичә, Җокнеамдин өткичә болған зиминларға Аһилудниң оғли Баана;
13Рамот-Гилеадқа Бән-Гәбәр; у йәнә Гилеад жутиға җайлашқан, Манассәһниң оғли Яирға тәвә болған кәнтләр вә һәм Башандики жут Аргоб, җүмлидин у йәрдики сепили, мис балдақлиқ қовуқлири болған атмиш чоң шәһәргиму мәсул еди.
14Маһанаимға Иддониң оғли Аһинадаб;
15Нафталиға Ахимааз (у Сулайманниң қизи Басиматни хотунлуққа алған еди).
16Ашир вә Алотқа Һушайниң оғли Баанаһ;
17Иссакарға Паруаһниң оғли Йәһошафат;
18Бинямин зиминиға Еланиң оғли Шимәй;
19Гилеад зиминиға (әслидә Аморийларниң падишаһи Сиһон вә Башанниң падишаһи Огниң зимини еди) Уриниң оғли Гәбәр. У шу жутқа бирдин-бир назарәтчи еди.