3Силәр пүтүн Исраил җамаитигә сөз қилип: — Бу айниң онинчи күни һәммиңлар атилириңларниң аилиси бойичә бир қозини елиңлар; һәр бир аилигә бирдин қоза елиңлар.
4Әгәр мәлум бир аилә бир қозини йәп болалмиғидәк болса, ундақта өй егиси йенидики хошниси билән бирлишип адәм саниға қарап бир қоза елиңлар; һәр бир кишиниң иштиһасиға қарап һесаплап мувапиқ бир қоза һазирлаңлар.
5Һәр бириңлар таллайдиған қозаңлар беҗирим, бир яшлиқ әркәк болсун; қой яки өшкә падилиридин таллансиму болиду.
6Қозини бу айниң он төртинчи күнигичә йениңларда турғузуңлар, — дегин. — Шу күни Исраилниң пүткүл җамаити таллиған мелини гугумда сойсун.
7Андин улар униң қенидин елип гөш йейилгән өйниң ишикниң баш тәрипигә һәм икки ян кешикигә сүркәп қойсун.
8Улар шу кечиси гөшини отта кавап қилип йесун; уни петир нан вә аччиқ-чүчүк көктат билән қошуп йесун.