Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Маркус - Маркус 9

Маркус 9:28-47

Help us?
Click on verse(s) to share them!
28Әйса өйгә киргәндин кейин, мухлислири униң билән ялғуз қалғанда униңдин: — Биз немә үчүн җинни һайдиветәлмидуқ? — дәп сорашти.
29У уларға: — Бу хил җин дуа вә розидин башқа йол билән чиқирилмас, — деди.
30Улар шу йәрдин айрилип, Галилийәдин өтүп кетивататти. Бирақ у буни һеч кимниң билишини халимайтти.
31Чүнки у мухлислириға: — Инсаноғли инсанларниң қолиға тапшурулуп, улар уни өлтүриду. Өлтүрүлүп үч күндин кейин у тирилиду, — дегән тәлимни беривататти.
32Лекин мухлислар бу сөзни чүшәнмиди һәмдә униңдин сорашқиму петиналмиди.
33У КәпәрНаһум шәһиригә кәлди. Өйгә киргәндә у улардин: — Йолда немә тоғрисида мулаһизиләштиңлар? — дәп сориди.
34Лекин улар шүк турди, чүнки улар йолда қайсимиз әң улуқ дәп бир-бири билән мулаһизиләшкән еди.
35У олтирип, он иккәйләнни йениға чақирип, уларға: — Ким биринчи болушни истигән болса, шу һәммәйләнниң әң ахирқиси вә һәммәйләнниң хизмәткари болсун, — деди.
36Андин у кичик бир балини оттурида турғузди вә уни қучиғиға елип туруп, уларға мундақ деди:
37— Ким мениң намимда мушундақ кичик балини қобул қилса, мени қобул қилған болиду. Ким мени қобул қилса, у мени әмәс, бәлки мени әвәткүчини қобул қилған болиду.  
38Юһанна униңға: — Устаз, сениң намиң билән җинларни һайдаватқан бирисини көрдуқ. Лекин у биз билән биргә саңа әгәшкәнләрдин болмиғачқа, уни тостуқ, — деди.
39Лекин Әйса: — Уни тосмаңлар. Чүнки мениң намим билән бир мөҗизә яратқан бириси арқидинла мениң үстүмдин яман гәп қилиши мүмкин әмәс.
40Чүнки бизгә қарши турмиғанлар бизни қоллиғанлардур.
41Чүнки мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Мәсиһкә мәнсуп болғанлиғиңлар үчүн, мениң намимда силәргә һәтта бирәр пиялә су бәргән кишиму өз инъамиға еришмәй қалмайду.
42Лекин маңа етиқат қилған бундақ кичикләрдин бирини гунаға путлаштурған һәр қандақ адәмни, у бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизға ташливетилгини әвзәл болатти.
43Әгәр әнди қолуң сени гунаға путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки қолуң бар һалда дозаққа, йәни өчүрүлмәс отқа киргиниңдин көрә, чолақ һалда һаятлиққа киргиниң әвзәлдур.
44Чүнки дозақта шуларни йәйдиған қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду.  
45Әгәр әнди путуң сени гунаға путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки путуң бар һалда дозаққа, йәни өчүрүлмәс отқа ташланғиниңдин көрә, токур һалда һаятлиққа киргиниң әвзәл.
46Чүнки дозақта шуларни йәйдиған қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду.
47Әгәр көзүң сени гунаға путлаштурса, уни оюп ташливәт. Икки көзүң бар һалда отлуқ дозаққа ташланғиниңдин көрә, сиңар көзлүк болуп Худаниң падишаһлиғиға киргиниң әвзәл.

Read Маркус 9Маркус 9
Compare Маркус 9:28-47Маркус 9:28-47