Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 2

Луқа 2:47-51

Help us?
Click on verse(s) to share them!
47Униң сөзлирини аңлиғанларниң һәммиси униң чүшәнчисигә вә бәргән җаваплириға интайин һәйран қелишти.
48Ата-аниси уни көрүп наһайити һәйрануһәс болушти, униң аниси униңға: — Вай балам! Немишкә бизгә шундақ муамилә қилдиң? Атаң иккимиз паракәндә болуп сени издәп кәлдуқ! — деди.
49У уларға: — Немишкә мени издидиңлар? Әҗәба, мениң Атамниң ишлирида болушум керәклигимни билмәмтиңлар? — деди.
50Лекин улар униң уларға ейтқинини чүшәнмиди.
51Андин у улар билән Насарәткә қайтти вә уларниң гепигә изчил бойсунатти. Лекин аниси бу ишларниң һәммисини көңлигә пүкүп қойди.

Read Луқа 2Луқа 2
Compare Луқа 2:47-51Луқа 2:47-51