11чегариси ғәрип тәрәптә Мареалаһқа берип Даббәшәткә йетип Йокнеамниң удулидики еқинға тутишатти;
12У Саридтин шәриқ тәрипигә қайрилип, күн чиқишқа бурулуп Кислот-Табор жутиға тутишип, Дабиратқа өтүп, Яфияға барди;
13андин шу йәрдин у шәриқ тәрипигә күн чиқишқа йәнә бурулуп, Гат-Һәфәр вә Әт-Казинға келип Неаһқа созулған Риммон жутиға йетип барди.
14Андин у йәрдин шимал тәрәпкә қайрилип, Һаннатонға йетип берип, Йифтаһ-Әлниң җилғисида ахирлашти.
15Уларниң үлүши йәнә Каттат, Наһалал, Шимрон, Йидалаһ вә Бәйт-Ләһәмниму орап, җәмий он икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларниму өз ичигә алатти.
16Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Зәбулунларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
17Төртинчи чәк Иссакарға чиқти, йәни Иссакарлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди;
18уларға берилгән жутлар Йизрәәлгичә болуп, Кәсуллот, Шунәм,
19Һафарайим, Шион, Анаһарат,
20Раббит, Кишион, Ебәз,
21Рәмәт, Ән-Ганним, Ән-Һаддаһ вә Бәйт-Паззәзни өз ичигә алди;
22андин чегариси Табор, Шаһазимаһ вә Бәйт-Шәмәшкә йетип, Иордан дәриясида ахирлашти; уларниң үлүши җәмий он алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
23Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Иссакарларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
24Бәшинчи чәк Аширлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди;
25уларниң зимини Һәлкат, Һали, Бәтән, Ақсаф,
26Алламмәләк, Амеад вә Мишални өз ичигә алди; чегариси ғәрип тәрәптә Кармәл билән Шиһор-Либнатқа тутишип,
27андин шәриқ тәрәпкә қайрилип Бәйт-Дагонға берип, Зәбулун зимини билән Йифтаһ-Әл җилғисиниң шимал тәрипидин өтүп, Бәйт-Емәк билән Неиәлгә йетип берип Кабулниң шимал тәрипигә чиқти;
28Еброн, Рәһоб, Һаммон вә Канаһни өз ичигә елип Чоң Зидонға йетип барди.
29андин чегариси Рамаһ тәрипигә қайрилип, Тур дегән мустәһкәм шәһиргә берип, Хосаһқа қайрилип, Ақзиб билән Һәбәлгә туташ болған деңизда ахирлашти;
30зимини Уммаһ, Афәк вә Рәһобниму өз ичигә алған; җәмий жигирмә икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларни өз ичигә алған еди.
31Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Аширларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
32Алтинчи чәк Нафталиға чиқти, йәни Нафталилар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди;
33уларниң чегариси болса Һәләфтин чиқип, Заананнимдики дуб дәриғидин өтүп, Адами-Нәкәб вә Ябнәәлдин чиқип, Лаккумға йетип Иордан дәриясиға берип ахирлашти.
34Андин ғәрип тәрәпкә қайрилип Азнот-Таборға берип, шу йәрдин Һуккокқа чиқип, җәнупта Зәбулунниң үлүш зиминиға тутишип, шималда Аширниң үлүш зиминиға йетип, күн чиқиш тәрипидә Иордан дәриясиниң йенида, Йәһуданиң үлүш зиминиға улашти.