Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 18

Йәшуа 18:14-18

Help us?
Click on verse(s) to share them!
14чегара шу йәрдин өтүп ғәриптин җәнупқа қайрилип, Бәйт-Һоронниң җәнубиниң удулидики тағдин Йәһудаларниң шәһәрлиридин бири болған Кириат-Баал (йәни Кириат-Йеарим)ға туташти. Бу ғәрип тәрәпниң чегариси еди.
15Җәнуп тәрәпниң чегариси Кириат-Йеаримниң четидин башлап ғәрип тәрипигә меңип, Нәфтоаһтики су мәнбәсигә туташти;
16чегара андин Рәфайийларниң җилғисиниң шимал тәрипигә җайлашқан Бән-Һинномниң җилғисиниң удулидики тағниң бешиға чүшүп, андин Һинномниң җилғиси билән йәнә чүшүп, Йәбусийларниң егизлигиниң җәнуп тәрипи билән меңип, андин Ән-Рогәл булиқиға йәтти;
17андин шимал тәрипигә қайрилип Ән-Шәмәш булиқидин өтүп, Адуллам давининиң удулидики Гәлилотқа берип, Рубәнниң оғли Боһанниң тешиға чүшүп,
18вә Арабаһ түзләңлигиниң шимал тәрипидики егизликтин өтүп, Арабаһ түзләңлигигә чүшти.

Read Йәшуа 18Йәшуа 18
Compare Йәшуа 18:14-18Йәшуа 18:14-18