36Әнди Биняминлар өзлириниң мәғлуп болғинини көрди. Исраилниң адәмлири әслидә Гибеаһқа қойған пистирмидики кишилиригә ишәш қилип, Биняминларни алдап, алдида чекингән еди.
37У вақитта пистирмидикиләр тездин атлинип Гибеаһқа һуҗум қилип бесип кирип, шәһәрдикиләрниң һәммисини қиличлап қирди.
38Исраиллар әслидә пистирмидикиләр билән алдин-ала нишан үчүн бәлгү бекиткән еди, йәни шәһәргә от қуюп, қелин түтүн түврүгиниң асманға көтирилишини бәлгү қилишқа келишивалған еди.
39Шуңа Исраилниң адәмлири уруштин вақтинчә чекингәндә, Биняминлар Исраилниң адәмлирини уруп соқуп, оттузчә кишини өлтүрүп: — Мана, Исраил авалқи җәңдикидәк алдимизда шәксиз тар мар болиду, — дейишти.