Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 1

Юһанна 1:27-50

Help us?
Click on verse(s) to share them!
27у мәндин кейин кәлгүчи болуп, мән һәтта униң кәшиниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән!
28Бу ишлар Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики Бәйт-Ания йезисида, йәни Йәһя пәйғәмбәр кишиләрни суға чөмүлдүрүватқан йәрдә йүз бәргән еди.
29Әтиси, Йәһя Әйсаниң өзигә қарап келиватқанлиғини көрүп мундақ деди: — Мана, пүткүл дунияниң гуналирини елип ташлайдиған Худаниң қозиси!   
30Мана, мән силәргә: «Мәндин кейин кәлгүчи бириси бар, у мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияда болуштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур!
31Мән бурун уни билмисәмму, лекин уни Исраилға аян болсун дәп, кишиләрни суға чөмүлдүргили кәлдим.
32Йәһя йәнә гувалиқ берип мундақ деди: — Мән Роһниң пахтәк һалитидә асмандин чүшүп, униң үстигә қонғанлиғини көрдүм.   
33Мән әслидә уни билмигән едим; лекин мени кишиләрни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи маңа: «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң, у кишиләрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи болиду!» дегән еди.
34Мән дәрвәқә шу ишни көрдүм, шуңа униң һәқиқәтән Худаниң Оғли екәнлигигә гувалиқ бәрдим!
35Әтиси, Йәһя икки мухлиси билән йәнә шу йәрдә туратти.
36У у йәрдин меңип кетиватқан Әйсани көрүп: — Қараңлар! Худаниң қозиси! — деди.
37Униң бу сөзини аңлиған икки мухлис Әйсаниң кәйнидин меңишти.
38Әйса кәйнигә бурулуп, уларниң әгишип келиватқинини көрүп улардин: — Немә издәйсиләр? — дәп сориди. Улар: — Рабби (бу ибранийчә сөз болуп, «устаз» дегән мәнидә), қәйәрдә турисән? — деди.
39— Берип көрүңлар, — деди у. Шуниң билән, улар берип униң қәйәрдә туридиғанлиғини көрди вә у күни униң билән биллә турди (бу вақит шу күнниң онинчи саити еди).
40Йәһя пәйғәмбәрниң жуқуриқи сөзини аңлап, Әйсаниң кәйнидин маңған иккиләнниң бири Симон Петрусниң иниси Андрияс еди.
41Андрияс авал өз акиси Симонни тепип, униңға: — Биз «Мәсиһ»ни таптуқ! — деди («Мәсиһ» ибранийчә сөз болуп, грек тилида «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәп тәрҗимә қилиниду)
42вә акисини Әйсаниң алдиға елип барди. Әйса униңға қарап: Сән Юнусниң оғли Симон; буниңдин кейин «Кифас» дәп атилисән, — деди (мәниси «таш»тур).  
43Әтиси, Әйса Галилийә өлкисигә йол алмақчи еди. У Филипни тепип, униңға: — Маңа әгишип маң! — деди
44(Филип Бәйт-Саидалиқ болуп, Андрияс билән Петрусниң жутдиши еди).
45Филип Натанийәлни тепип, униңға: — Муса пәйғәмбәр Тәвратта вә башқа пәйғәмбәрләрму язмилирида бешарәт қилип язған затни таптуқ. У болса Йүсүпниң оғли Насарәтлик Әйса екән! — деди.  
46Бирақ Натанийәл: — Насарәт дегән җайдин яхши бир немә чиқамду?! — деди. Келип көрүп бақ! — деди Филип.
47Әйса Натанийәлниң өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ: — Мана, ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир Исраиллиқ! — деди.
48Натанийәл: — Мени қәйеримдин билдиң? — дәп сориди. Әйса униңға җавап берип: — Филип сени чақириштин авал, сениң әнҗир дәриғиниң түвидә олтарғанлиғиңни көргән едим, — деди.
49Натанийәл җавапән: — Устаз, сән Худаниң Оғли, Исраилниң Падишаһисән! — деди.
50Әйса униңға җавапән: — Сени әнҗир дәриғиниң түвидә көргәнлигимни ейтқанлиғим үчүн ишиниватамсән? Буниңдинму чоң ишларни көрисән! — деди

Read Юһанна 1Юһанна 1
Compare Юһанна 1:27-50Юһанна 1:27-50