Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 9

Росулларниң паалийәтлири 9:19-34

Help us?
Click on verse(s) to share them!
19У ғизаланғандин кейин, қувәтлинип мағдурға кирди.
20Саул Дәмәшиқтики мухлисларниң йенида бир нәччә күн турди вә вақитни өткүзмәй синагогларға кирип, «У киши Худаниң Оғлидур» дәп Әйсани җакалашқа башлиди.
21Уни аңлиғанлар сөзлиридин интайин һәйран болушуп: — Бу адәм Йерусалимда бу намға нида қилғучиларни қаттиқ вәйран қилған һелиқи адәм әмәсму? Бу йәргиму мушундақларни бағлап баш каһинларға тутуп бериш мәхситидә кәлгәнмиду? — дейишти.
22Лекин Саулниң қайил қилиш күчи барғансери ешип, Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини испатлап Дәмәшиқтики Йәһудийларни паракәндичиликкә чөмдүрди.
23Көп күнләрдин кейин, Йәһудийлар Саулни йоқатмаққа қәст қилмақчи болди.
24Лекин Саул уларниң сүйқәстидин хәвәр тапти; уни тутуп өлтүрүш үчүн улар кечә-күндүз шәһәрниң қовуқлирида пайлап жүрди.
25Лекин мухлислар бир күни кечидә уни чоң севәткә олтарғузуп, сепил камаридин чүшүрди.  
26Саул Йерусалимға йетип берип, у йәрдики мухлисларға қошулмақчи болди, лекин уларниң һәммиси униң мухлис екәнлигигә ишәнмәй, униңдин қорқти.
27Бирақ Барнабас уни елип берип, расуллар билән көрүштүрди. У уларға Саулниң Дәмәшиқниң йолида Рәбни қандақ көргәнлигини, Рәбниңму униңға гәп қилғанлиғини чүшәндүрди вә униң Дәмәшиқтә Әйсаниң намида қандақ җүръәтлик билән сөз-калам йәткүзгәнлигини уқтурди.
28Буниң билән, Саул Йерусалимда расуллар билән биллә очуқ-ашкарә жүрүп, жүрәклик һалда Рәбниң намида сөз-калам йәткүзәтти.
29У йәнә грекчә сөзлишидиған Йәһудийлар биләнму сөзлишип муназирилишәтти; нәтиҗиси, улар униңға қәст қилмақчи болди.
30Қериндашлар бу иштин хәвәр тепип, уни Қәйсәрийә шәһиригә елип берип, андин у йәрдин Тарсус дегән шәһәргә йолға салди.
31У чағда, пүткүл Йәһудийә, Галилийә вә Самарийәдики җамаәтләр бир мәзгил течлиққа еришип, етиқатта қурулди; Рәбниң қорқунучида меңип, Муқәддәс Роһниң риғбәт-тәсәллиси билән уларниң санлириму барғансери көпәймәктә еди.
32Шу вақитларда шундақ болдики, Петрус һәр қайси җайларни арилап жүргәндә, Лидда шәһиридики муқәддәс бәндиләрниму йоқлашқа чүшти.
33У йәрдә у Әнеяс исимлиқ бир адәмни учратти. Бу адәм паләч болуп, орун тутуп ятқили сәккиз жил болған екән.
34Петрус униңға: — Әнеяс, Әйса, йәни Мәсиһ болғучи сени сақайтиду. Орнуңдин туруп, палисиңни жиғиштур! — деди. У дәрһал орнидин турди.

Read Росулларниң паалийәтлири 9Росулларниң паалийәтлири 9
Compare Росулларниң паалийәтлири 9:19-34Росулларниң паалийәтлири 9:19-34