12Яқуп әнди Мисирда ашлиқ барлиғини аңлиған болуп, оғуллирини, йәни ата-бовилиримизни у йәргә биринчи қетим әвәтти.
13Иккинчи қетим барғанда, Йүсүп акилириға өзини ашкарилиди. Шуниң билән Йүсүпниң җәмәтидикиләр Пирәвн падишаһға мәлум болди.
14Андин Йүсүп атиси Яқупниң алдиға хәвәр йәткүзүп, уни пүтүн аилә-җәмәти билән, җәмий йәтмиш бәш кишини Мисирға өзигә чақирди.
15Шуниң билән Яқуп Мисирға чүшти вә шу йәрдә өлди; кейин униңдин болған ата-бовилиримизму шу йәрдә өлди.
16Уларниң җәсәтлири кейин Шәкәм шәһиригә қайтурулуп, Ибраһим бурун Һаморниң оғуллиридин мәлум пулға сетивалған, Шәкәмдики бир йәрликкә қоюлди.
17Лекин Худа Ибраһимға әсли қилған вәдиниң вақти йеқинлашқанда, Мисирда туруватқан Исраил хәлқиниң нопуси хелә көпәйгән еди.
18У вақитта, Йүсүптин хәвири болмиған йеңи бир падишаһ Мисирда тәхткә чиқти.
19Бу падишаһ қовмимизға һейлә-микирләр билән муамилә қилип, ата-бовилиримизни езип хорлиди, һәтта уларни өз бовақлирини һаят қалдурмаслиғи үчүн ташливетишкә мәҗбур қилди.
20Муса мана шу чағларда туғулған еди. У Худаниң алдида алаһидә йеқимлиқ бала болуп, атисиниң өйидә үч ай беқилди.
21Кейин у сиртқа қоюп қоюлғанда, Пирәвнниң қизи уни судин елип, өз оғли қилип чоң қилди.