Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 5

Росулларниң паалийәтлири 5:1-21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Әнди Ананияс исимлиқ йәнә бир адәмму аяли Сафира билән бир парчә йерини сатти.
2Ананияс пулниң бир қисмини өзигә қалдурди, йәни бир қисмини елип келип, расулларниң айиғи алдиға қойди. Аялиму буниңдин толуқ хәвәрдар еди.
3Бирақ Петрус униңға: — Ананияс, немишкә қәлбиңни Шәйтанниң илкигә тапшуруп, Муқәддәс Роһқа ялған ейтип, йәр сатқан пулниң бир қисмини өзүңгә қалдурдуң?
4Йәр сетилмиғанда, сениңки әмәсмиди? Сетилғандин кейин, пулму өз ихтияриңда болмамти? Шундақ туруқлуқ, немишкә қәлбиңдә бу ишни нийәт қилдиң? Сән инсанларға әмәс, бәлки Худаға ялған ейттиң! — деди.
5Ананияс бу сөзләрни аңлиған һаман жиқилип җан үзди. Бу ишни аңлиғучиларни қаттиқ қорқунуч басти.
6Әнди яш жигитләр орнидин туруп җәсәтни кепәнләп, сиртқа апирип дәпнә қилди.
7Тәхминән үч сааттин кейин, Ананиясниң аяли кирип кәлди; бирақ у болған вақиәдин хәвәрсиз еди.
8Петрус униңдин: — Маңа ейтқин, силәр йәрни мошу пулға саттиңларму? — дәп сориди. — Шундақ, мушунчилик пулға саттуқ, — дәп җавап бәрди у.
9Петрус: — Силәр немә үчүн Муқәддәс Роһни синашқа тил бириктүрдүңлар? Қара, ериңни дәпнә қилип кәлгәнләрниң путлири ишик түвидә туриду, улар сениму әкетиду! — деди.
10Уму шуан униң аяқлири алдиға жиқилип, җан бәрди. Һелиқи яш жигитләр кирип, униң өлгәнлигини көрди; улар униму елип берип ериниң йениға дәпнә қилди.
11Пүтүн җамаәтни, шундақла бу ишни аңлиғанларниң һәр бирини қаттиқ қорқунуч басти.
12Расулларниң қоли арқилиқ хәлиқ ичидә нурғун мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр көрситилди. (Барлиқ етиқатчилар бир нийәттә болуп ибадәтханидики «Сулайман пешайвини»да дайим җәм болатти.
13Бирақ башқа кишиләр уларға қошулушқа җүръәт қилалмайтти; амма халайиқ уларни интайин һөрмәтләйтти.
14Шундақтиму, етиқат қилғучилар барғансери көпийип, һәм әрләр һәм аяллар топ-топ болуп Рәбгә қошулғили турди).
15Шуниң билән кишиләр һәтта Петрус өтүп кетиватқанда һечболмиғанда униң сайиси болсиму үстигә чүшсун дәп, кесәлләрни кочиларға елип чиқип көрпә вә зәмбилләргә ятқузуп қоятти.
16Йәнә топ-топ кишиләр Йерусалим әтрапидики шәһәр-йезилардин кесәлләрни вә напак роһлар чаплишивалған кишиләрни елип келәтти. Уларниң һәммиси сақийип қайтишатти.
17Баш каһин вә униң тәрәпдарлири, йәни Садуқий мәзһәпидикиләр қозғилип бу ишларға ғәзәплинип,
18расулларни тутқун қилип, қамақханиға қамиди.
19Лекин шу кечә, Рәбниң бир пәриштиси қамақханиниң дәрвазилирини ечип, расулларни елип чиқип, уларға:
20— Силәр ибадәтхана һойлисиға кирип, халайиққа бу һаятлиқ тоғрисидики һәммә сөзләрни җакалаңлар — дәп тапилиди.
21Расуллар бу сөзни аңлап, таң атқанда ибадәтхана һойлисиға кирип, кишиләргә тәлим беришкә башлиди. Баш каһин вә униң тәрәпдарлири кәлгәндә, алий кеңәшмидикиләр вә Исраилларниң барлиқ ақсақаллирини җәм болушқа чақирди. Андин расулларни елип кәлсун дәп қамақханиға адәм әвәтти.

Read Росулларниң паалийәтлири 5Росулларниң паалийәтлири 5
Compare Росулларниң паалийәтлири 5:1-21Росулларниң паалийәтлири 5:1-21