Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 28

Росулларниң паалийәтлири 28:13-30

Help us?
Click on verse(s) to share them!
13Андин айлинип меңип, Италийәдики Региюм шәһиригә кәлдуқ. Әтиси шамал йөнилиши өзгирип җәнуптин чиқиши билән, иккинчи күни Путеоли шәһиригә йетип кәлдуқ.
14У йәрдә бир нәччә қериндашларни таптуқ, уларниң өтүнүшлири билән биз уларда бир һәптә турдуқ. Шундақ қилип биз Рим шәһиригә йетип кәлдуқ.
15Келиватқанлиғимиздин хәвәр тапқан шу йәрдики қериндашлар бизни қарши елиш үчүн шәһәрдин чиқип һәтта «Апиюс базири»ғичә, бәзилири «Үч Сарай»ғичә кәлгән еди. Павлус уларни көргәндә, Худаға рәхмәт ейтип, ғәйрәтләнди.
16Рим шәһиригә киргинимиздә, йүз беши мәһбусларни орда қаравул бегигә тапшурди; лекин Павлусниң бирла күзәткүчи ләшкәр билән бир өйдә айрим турушиға рухсәт қилинди.   
17Үч күндин кейин, у у йәрдики Йәһудийларниң каттивашлирини өзи билән көрүшүшкә чақирди. Улар җәм болғанда, у мундақ деди: — Қериндашлар! Мән хәлқимизгә яки ата-бовилиримиздин қалдурулған өрп-адәтләргә қарши һеч қандақ иш қилмиған болсамму, Йерусалимда турғинимда тутқун қилинип римлиқларниң қолиға тапшурулдум.
18Римлиқлар мени сораққа тартип, мәндә өлүм җазасиға мәһкүм қилғидәк бирәр җинайәт болмиғачқа, мени қоювәтмәкчи болди.
19Лекин Йәһудийлар буниңға қаршилиқ билдүргәчкә, Қәйсәргә мураҗиәт қилишқа мәҗбур болдум. Буларни дегиним билән, бу мениң өз хәлқим үстидин шикайитим бар дегәнлигим әмәс.
20Шу сәвәптин мән силәр билән йүз көрүшүш вә бу һәқтә силәргә ейтиш үчүн силәрни бу йәргә чақирдим. Чүнки бу зәнҗир билән бағлинишниң сәвәви дәл Исраилниң күткән үмүтидур.
21Улар Павлусқа: — Биз болсақ Йәһудийәдин сән тоғрилиқ хәт алмидуқ, яки у йәрдин кәлгән қериндашларниң һеч қайсисиму сән тоғрилиқ бирәр яман хәвәр әкәлмиди яки яман гепиңни қилмиди.
22Лекин сениң пикирлириңни аңлиғумиз бар. Чүнки һәммә йәрдә кишиләрниң сән тәвә болған бу мәзһәпкә қарши сөзләватқанлиғидин хәвиримиз бар! — дейишти.
23Шуниң билән улар Павлус билән көрүшүшкә бир күнни бекитти. У күни нурғун кишиләр униң туралғусиға кәлгән еди; у таң атқандин кәчкичә уларға сөз-каламни шәрһләп, Худаниң падишаһлиғи һәққидә толуқ гувалиқ берип, Тәврат һәм пәйғәмбәрләрниң язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни Әйса тоғрилиқ қайил қилишқа күчиди.   
24Униң сөзлиригә бәзиләр ишәндүрүлди, бәзиләр ишинишни рәт қилди.
25Улар Павлусниң мундақ бир сөзни қилиши билән өз ара келишәлмәй қайтип кәтти. У мундақ деди: — Муқәддәс Роһ Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ата-бовилиримизға муну сөзни дәл җайида ейтқан:
26— «Барғин; мошу хәлиққә мундақ дәп ейтқин: — «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр; Көрүшни көрүсиләр, бирақ билип йәтмәйсиләр.
27Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән, Улар аңлиғанда қулақлирини еғир қиливалған, Улар көзлирини жумувалған; Ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп, Қулиқи билән аңлап, Көңли билән чүшинип, Өз йолидин яндурулуши билән, Мән уларни сақайтқан болаттим»».  
28Шуңа билишиңлар керәкки, Худаниң бу ниҗатлиғи ят әлликләргә әвәтиливатиду. Улар болса униңға қулақ салмай қалмайду! — деди. У бу сөзләрни ейтқанда Йәһудийлар өз-ара қаттиқ талаш-тартиш қилишип кәтти.
30Павлус өзи иҗаригә алған өйдә толуқ икки жил турди вә бу йәрдә униң билән көрүшүшкә кәлгән һәммә кишиләрни қобул қилип,

Read Росулларниң паалийәтлири 28Росулларниң паалийәтлири 28
Compare Росулларниң паалийәтлири 28:13-30Росулларниң паалийәтлири 28:13-30