Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 20

Росулларниң паалийәтлири 20:5-28

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Улар авал Троас шәһиригә берип, бизниң йетип беришимизни күтүп турди.
6Биз болсақ «петир нан һейти» күнлиридин кейин, Филиппи шәһиридин кемигә олтирип, бәш күндин кейин Троасқа келип, улар билән учраштуқ вә у йәрдә йәттә күн турдуқ.
7Һәптиниң биринчи күни, биз нан уштушқа җәм болғанда, Павлус әтиси кәтмәкчи болғачқа, җамаәткә сөз қилишқа башлиди; сөзини түн йеримгичә узартти.
8Биз җәм болған жуқуриқи қәвәттики өйдә нурғун қара чирақлар йенип туратти.
9Әвтикус исимлиқ бир жигит деризидә олтарған еди. Павлус сөзләп хелә бир йәргә барғанда, уни үгдәк бесиватқан еди. Андин у ғәриқ уйқиға кетип, у үчинчи қәвәттин йәргә жиқилип чүшти. Көпчилик уни йәрдин көтирип қариса, у өлүп болған еди.
10Павлус пәскә чүшүп, униң үстигә етилип, қучағлап туруп: Азапланмаңлар, у тириккән! — деди.
11Қайтидин өйгә чиқип, нанни уштуп йегәндин кейин, Павлус улар билән таң атқичә узун сөзләшти вә у бу йәрдин йолға чиқти.
12Троастикиләр болса һелиқи жигитни өйигә һаят апирип қойди. Улар буниңдин чәксиз тәсәлли тапти.
13Биз болсақ Павлустин бурун Ассос шәһиригә кемә билән бардуқ. Чүнки Павлус шу йәргә пиядә барай, силәр мәндин авал йетип берип, у йәрдә мени кемигә еливелишни күтүңлар, дәп орунлаштурған еди.
14Ассоста у биз билән учрашқандин кейин биз уни кемигә елип Митулин шәһиригә кәлдуқ.
15Андин шу йәрдин чиқип, әтиси Хийос арилиниң удулиға келип турдуқ. Үчинчи күни Самос арилиға йетип кәлдуқ вә Трогиллиум шәһиридә қондуқ; униң әтиси Милетус шәһиригә бардуқ.
16Чүнки Павлус Асия өлкисидә көп вақитни өткүзүвәтмәслик үчүн, деңиз сәпиридә Әфәсуста тохтимай өтүп кетишни қарар қилған еди. Сәвәви, у «орма һейти» күнини мүмкинқәдәр Йерусалимда өткүзүш үчүн алдирайтти.   
17Әнди Милетус шәһиридин Әфәсусқа адәм әвәтип, җамаәттики ақсақалларни чақирди.
18Улар кәлгәндин кейин, у уларға мундақ деди: — Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум.
19Рәбниң хизмитидә һәр тәрәптә кәмтәр болуп, көз яшлирим төкүлгәнлигини, шундақла Йәһудийларниң сүйқәстлири түпәйлидин бешимдин өткән синақларда чидиғанлиғимни билисиләр,
20вә йәнә мәйли аммиви сорунларда болсун яки өй-өйләрдә болсун, силәргә тәлим бәргинимдә, силәргә пайдилиқ болсила һеч немини айимай җакалап,
21Йәһудийлар һәм Грекләргиму Худа алдида товва қилиш вә Рәббимиз Әйса Мәсиһгә етиқат қилиш керәклигигә гувалиқ берип җекилигәнлигим һәммиңларға мәлум.
22Һазир мана, роһта бағланған һалда Йерусалимға кетиватимән. У йәрдә немә ишларниң бешимға чүшидиғанлиғини уқмаймән;
23Пәқәт шуни билимәнки, Муқәддәс Роһ мән барғанла шәһәрләрдә зиндан кишәнлири вә азап-оқубәтләрниң мени күтүп туридиғанлиғини алдин ениқ ейтип кәлмәктә.
24Лекин мән өз мусапәмни тамамлишим, Рәб Әйсадин тапшурувалған хизмәтни ада қилишим, йәни Худаниң меһри-шәпқити тоғрисидики хуш хәвәрниң толуқ гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимаймән.
25Мән силәр билән арилишип, һәммиңлар арисида жүрүп Худаниң падишаһлиғини җакалидим; әнди мана маңа мәлумки, буниңдин кейин силәрдин һеч ким йүзүмни қайта көрәлмәйсиләр.
26Шуниң үчүн, бүгүн силәргә гувалиқ қилип ейтип қояйки, мән һеч бириниң қениға қәриздар әмәсмән.
27Чүнки мән Худаниң толуқ мәхсәт-ирадисини қилчә елип қалмай силәргә баян қилип йәткүзүштин баш тартмидим.
28Муқәддәс Роһ силәрни Худаниң җамаитини беқиш үчүн Униң падиси ичидә йетәкчи қилип тиклигән еди; әнди өзүңларға һәм Өз Оғлиниң қени билән сетивалған барлиқ падисиға сәгәк болуңлар!   

Read Росулларниң паалийәтлири 20Росулларниң паалийәтлири 20
Compare Росулларниң паалийәтлири 20:5-28Росулларниң паалийәтлири 20:5-28