Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 17

Росулларниң паалийәтлири 17:26-34

Help us?
Click on verse(s) to share them!
26У бирла адәмдин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди, уларни пүтүн йәр йүзигә орунлаштуруп, уларға хас болған пәйт-пәсилләр һәмдә туридиған җайлириниң пасиллирини алдин бәлгүләп бәрди.   
27Буларниң мәхсити «Инсанлар мени издисун, бәлким силаштуруп тапсун» дегәнликтур. Әмәлийәттә, у һеч қайсимиздин жирақ әмәс.
28Чүнки биз Униңда яшаймиз, һәрикәт қилимиз вә Униңда вуҗудимиз бардур; араңлардики бәзи шаирлар ейтқинидәк: «Биз Униң нәслидурмиз!».
29Шуңа, Худаниң нәсли болғачқа, биз Тәңри Болғучини алтун-күмүч яки таштин ясалған, һүнәрвәнниң маһарити вә тәсәввури билән оюлған бирәр нәрсигә охшайду, дәп ойлимаслиғимиз керәк.
30Шуңа Худа бурунқи заманлардикиләрниң шундақ ғәпләтлик вақитлирини нәзиридин сақит қилғини билән, лекин бүгүнки күндә У һәммила йәрдә пүтүн инсанларни гуналириға товва қилишқа әмир қилмақта!
31Чүнки У Өзи тиклигән инсан арқилиқ пүткүл дунияни һәққанийлиқ билән сорақ қилидиған бир күнини бәлгүлиди; У уни өлүмдин тирилдүргәнлиги билән бу ишниң муқәррәр екәнлигигә испат бәргән еди.
32Павлусниң «өлгәнләрниң тирилиши» һәққидә ейтқанлирини аңлиғанда бәзиләр уни мәсқирә қилишқа башлиди. Йәнә бәзиләр: — Бу иш һәққидә сәндин йәнә аңлайли, — деди.
33Буниң билән, Павлус мәйдандин чиқип кәтти.
34Бирақ бәзиләр униңға қошулуп, етиқат қилди. Буларниң ичидә «Ареопагус» кеңәшмә һәйәтлиридин бири болған Дийонисиюс вә Дамарис исимлиқ бир аял, шуниңдәк башқа бир қанчә кишиму бар еди.

Read Росулларниң паалийәтлири 17Росулларниң паалийәтлири 17
Compare Росулларниң паалийәтлири 17:26-34Росулларниң паалийәтлири 17:26-34