Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 14

Росулларниң паалийәтлири 14:5-14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Ахирда, бир қисим ят әлликләр билән Йәһудийлар арисида (өз башлиқлири билән бирликтә) расулларни қийнап, чалма-кесәк қилиш қутратқулуғи баш көтәрди.
6Лекин улар бу иштин хәвәр тепип, шу йәрдин қечип Ликавуня районидики Листра вә Дәрбә шәһәрлири һәмдә әтраптики жутларға қарап маңди. Улар шу йәрләрдә хуш хәвәрни давамлиқ җакалавәрди.
8Шу чағда, Листра шәһиридә путлирида мағдури йоқ, һеч меңип бақмиған бир туғма паләч олтиратти.
9Павлус сөз қиливатқанда, бу адәм униңға қулақ селип олтиратти. Павлус униңға көз тикип униң сақайтилишиға ишәши барлиғини көрүп йетип,
10жуқури аваз билән: — Орнуңдин дәс тур! — деди. Һелиқи адәм шуан орнидин дәс туруп меңишқа башлиди.
11Лекин Павлусниң бу ишини көргән топ-топ адәмләр Ликавуня тили билән: — Илаһлар инсан қияпитигә кирип аримизға чүшүпту! — дәп вақиришип кәтти.
12Улар Барнабасни «Илаһ Зеус» дәп аташти вә Павлусни сөзләштә башламчи болғачқа уни «Илаһ Һермис» дәп аташти.
13Шәһәрниң сиртида «Зеус Илаһ»ниң бутханиси бар еди. Шу бутханидики каһин шәһәр дәрвазисиға өкүз вә гүл чәмбирәкләрни елип келип, хәлиқ билән биллә расулларға атап қурбанлиқ қилмақчи болди.
14Лекин расуллар Барнабас билән Павлус бу ишни аңлап, кийим-кечәклирини житқан һалда, көпчиликниң арисиға жүгүрүп кирип, вақирап мундақ деди:

Read Росулларниң паалийәтлири 14Росулларниң паалийәтлири 14
Compare Росулларниң паалийәтлири 14:5-14Росулларниң паалийәтлири 14:5-14