7Мән билән зиндандаш болған, Йәһудий қериндашлирим Андроникус вә Юняға салам ейтқайсиләр. Улар мәндин авал Мәсиһтә болған болуп, расуллар арисидиму абройлуқтур.
8Рәббимиздә болған сөйүмлүгүм Амплиятқа салам ейтқайсиләр.
9Биз биргә ишлигән Мәсиһтә болған хизмәтдишимиз Урбанус вә сөйүмлүгүм Стахусларға салам ейтқайсиләр.
10Синақлардин өткән, Мәсиһтә садиқ испатлинип кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулусниң аилисидикиләргә салам ейтқайсиләр.
11Йәһудий қериндишим Һеродийонға, Наркисниң аилисидикиләрдин Рәбдә болғанларға салам ейтқайсиләр.
12Рәбниң хизмитидә җапа тартиватқан Трифена вә Трифоса ханимға салам ейтқайсиләр. Рәбниң хизмитидә нурғун җапа тартқан сөйүмлүк сиңлим Пәрсисқа салам ейтқайсиләр.
13Рәбдә талланған Руфусқа вә униң маңиму ана болған анисиға салам ейтқайсиләр.
14Асинкритус, Филигон, Һәрмис, Патробас, Һермас вә уларниң йенидики қериндашларға салам ейтқайсиләр.
15Филологус вә Юляға, Нериус вә сиңлисиға, Олимпас вә уларниң йенидики барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам ейтқайсиләр.
16Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар. Мәсиһниң һәммә җамаәтлиридин силәргә салам!
17Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә қарши чиққан, араңларда ихтилапларни пәйда қилидиған вә адәмни етиқат йолидин тейилдуридиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин нери болуңлар.