3Уларни бармақлириңға теңип қой, Қәлб тахтаңға йезивал.
4Даналиқни, сән һәдә-сиңлим, дегин, Пәм-парасәтни «туққиним» дәп чақир.
5Шундақ қилсаң, улар сени ят хотундин жирақлаштуриду, Ағзидин силиқ сөз чиқидиған йочун аялдин нери қилиду.
6Бир қетим өйниң деризә көзнәклиридин ташқириға қариғинимда,
7Бир нәччә яш, садда жигитләрни көрдүм, Уларниң ичидин бир әқилсизни көрүп қалдим,
8У коча бойлап бузуқ хотун турушлуқ доқмуштин өтүп, Андин униң өйи тәрәпкә қарап маңди.