6И һорун, чөмүлиниң йениға берип униңдин үгән, Униң тирикчилик йоллириға қарап дана бол.
7Уларниң башлиғи, әмәлдари, һөкүмдари йоқ болсиму,
8Лекин улар язда жилниң еһтияҗи үчүн аш топливалиду, Һосул пәслидә озуқ тәйярливалиду.
9И һорун, қачанғичә ухлап ятисән? Қачан орнуңдин турисән?
10Сән: — Бирдәм көз жумувалай, бирдәм ухливалай, Бирдәм қолумни қоштуруп йетивалай, — дәйсән.
11Лекин ухлап ятқанда, мискинлик қарақчидәк келип сени басиду, Йоқсуллуқ худди қураллиқ булаңчидәк һуҗумға өтиду.
12Әрзимәс, пәйли бузуқ адәм һәммила йәрдә ялған ейтип, пәсликни сөзләйду.
13У көз қисип, Путлири билән ишарә қилип, Бармақлири билән көрситиду;
14Көңлидә алдамчилиқла ятиду, У дайим рәзилликниң койида болиду, Һәммила йәрдә җедәл-маҗира терийду.
15Шуңа униңға бекитилгән балайиқаза уни туюқсиз басиду, У бирақла давалиғусиз янҗилиду.
16Пәрвәрдигар нәпрәтлинидиған алтә нәрсә бар, Бәрһәқ, йәттә нәрсә Униңға жиркиничликтур.
17Улар болса, Тәкәббурлуқ билән қарайдиған көз, Ялған сөзләйдиған тил, Бигуналарниң қенини төкүзидиған қол,
18Сүйқәст ойлайдиған көңүл, Яманлиқ қилишқа тез жүгүрәйдиған путлар,
19Ялған сөзләйдиған сахта гувачи, Бурадәр-қериндашлири арисиға бөлгүнчилик салғучи кишидур.
20И оғлум, атаңниң әмригә әмәл қил; Анаңниң көрсәтмисидин чиқма.