28Чоғниң үстидә дәссәп маңсаң путуңни көйдүрмәмсән?
29Башқиларниң аяли билән бир орунда ятидиған киши шундақ болиду; Ким униңға тегип кәтсә ақивитидин қутулалмайду.
30Ач қалғанда қосиғини тойғузуш үчүн оғрилиқ қилған кишини башқилар кәмситмәйду;
31Шундақ туруқлуқ у тутулуп қалса, Егисигә йәттини төләшкә тоғра келиду; У өз өйидики һәммә нәрсисини тапшуриду.
32Һалбуки, башқиларниң хотуни билән зина қилғучи униңдинму бәттәр болуп, толиму ғәпләтликтур; Ундақ қилғучи өз-өзини һалак қилиду.
33У зәхмәт йәйду, шәрмәндә болиду, Униң рәсваси һеч өчүрүлмәйду.
34Чүнки күнләш оти әрни дәрғәзәпкә кәлтүриду, Интиқам алған күнидә у һеч рәһим қилмайду.
35Төләм пули берәй десәңму у қобул қилмайду, Һәр қанчә соға-салам бәрсәңму уни бесиқтурғили болмайду.