5Униң қәдәмлири өлүм гирдавиға елип бариду, Тутқан йоли гөргә башлайду.
6Һаятлиқ йолини қилчә билгүм йоқ дәп, Басқан қәдәмлири турақсиз болиду, Нәгә баридиғанлиғини һеч билмәйду.
7Шуңа, и оғуллирим, сөзлиримни көңүл қоюп аңлаңлар, Мениң дегәнлиримдин чиқмаңлар.
8Ундақ хотундин жирақ қач! Ишиги алдиғиму йеқин йолима!
9Болмиса, иззәт-абруюңни башқиларға тутқузуп қойисән, Яшлиқ жиллириңни рәһимсизләрниң қолиға тапшурисән!