Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 5

Пәнд-несиһәтләр 5:15-23

Help us?
Click on verse(s) to share them!
15Өзүңниң көлчигиңдики суни ичкин, Өз булиқиңдин еқиватқан судин һозурлан.
16Булақлириң урғуп һәр йәргә тарқилип кәтсә боламду? Ериқлириңдики сулар кочиларда еқип жүрсә боламду?
17Булар саңила хас болсун, Ят кишиләргә тәгмисун!
18Булиқиң бәхит-бәрикәтлик болғай! Яшлиғиңда алған хотунуң билән һозурлан.
19У чиши кейиктәк чирайлиқ! Җәрәндәк сөйүмлүк! Униң бағридин һемишә қанаәттә болғайсән, Униң қайнақ муһәббитидин дайим хошаллиққа патқайсән.
20И оғлум, немишкә ят аялға шәйда болисән? Немишкә ят хотунниң қойниға өзүңни атисән?
21Чүнки инсанниң һәммә қилғанлири Пәрвәрдигарниң көз алдида ашкаридур, У униң һәммә маңған йоллирини таразиға селип туриду.
22Яман адәмниң өз қәбиһликлири өзини қапқанқа чүшүриду, У өз гунайи билән сиртмаққа елиниду.
23У йолйоруқтин мәһрум болғанлиғидин җенидин айрилиду, Чекидин ашқан һамақәтлиги түпәйлидин йолдин езип кетиду.

Read Пәнд-несиһәтләр 5Пәнд-несиһәтләр 5
Compare Пәнд-несиһәтләр 5:15-23Пәнд-несиһәтләр 5:15-23