5Даналиқни алғин, әқил тап, Ейтқан сөзлиримни унтума, улардин чиқма.
6Даналиқтин ваз кәчмә, у сени сақлайду; Уни сөйгин, у сени қоғдайду.
7Даналиқ һәммә ишниң бешидур; Шуңа даналиқни алғин; Барлиғиңни сәрп қилип болсаңму, әқил тапқин.
8Даналиқни әзизлигин, у сени көтириду, Уни чиң қучағлиғанда, сени һөрмәткә сазавәр қилиду.
9Бешиңға тақалған гүл чәмбирәктәк саңа гөзәллик елип келиду, Саңа шөһрәтлик таҗ инъам қилиду.
10И оғлум, қулақ салғин, сөзлиримни қобул қилғин, Шунда өмрүңниң жиллири көп болиду.
11Мән саңа даналиқ йолини үгитәй, Сени дуруслуқ йоллириға башлай.
12Маңғиниңда қәдәмлириң чәкләнмәйду, Жүгүрсәң жиқилип чүшмәйсән.
13Алған тәрбийәңни чиң тут, Қолуңдин кәткүзмигин; Убдан сақлиғин уни, Чүнки у сениң һаятиңдур.
14Яман адәмләр маңған йолға кирмә, Рәзилләрниң изини басма.