Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 4

Пәнд-несиһәтләр 4:17-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
17Яманлиқ уларниң озуғидур, Зораванлиқ уларниң шарабидур.
18Лекин һәққанийларниң йоли гоя таң нуридур, Күн чүш болғичә барғансери йоруйду.
19Яманларниң йоли зулмәт кечидәк қап қараңғу, Улар жиқилип, немигә путлишип кәткинини билмәйду.
20И оғлум, сөзлиримни көңүл қоюб аңла, Гәплиримгә қулақ сал.
21Уларни көзүңдә тутқин, Жүригиңниң қетида қәдирләп сақлиғин.
22Чүнки сөзлирим тапқанлар үчүн һаяттур, Уларниң пүтүн тенигә саламәтликтур.
23Қәлбиңни «һәммидин әзиз» дәп сап тут, Чүнки барлиқ һаят ишлири қәлбтин башлиниду.
24Ағзиңни әгир гәптин жирақ тарт, Ләвлириң езитқулуқтин нери болсун.
25Көзүңни алдиңға түз тиккин, Нәзириңни алдиңға тоғра ташла;

Read Пәнд-несиһәтләр 4Пәнд-несиһәтләр 4
Compare Пәнд-несиһәтләр 4:17-25Пәнд-несиһәтләр 4:17-25