30Бириси саңа зиян йәткүзмигән болса, Униң билән сәвәпсиз маҗиралашма.
31Зулумхор кишигә һәсәт қилма, Униң йол-тәдбирлиридин һеч немини таллима.
32Чүнки қиңғир йолларни маңидиғанлар Пәрвәрдигарниң нәзиридә жиркиничликтур, Лекин Униң сирдаш достлуғи дурус яшаватқан адәмгә тәәллуқтур.
33Пәрвәрдигарниң ләнити рәзиллик қилғучиниң өйидидур, Лекин У һәққаний адәмниң өйигә бәхит ата қилур.
34Бәрһәқ, мәсқирә қилғучиларни У мәсқирә қилиду, Лекин кичик пеил кишиләргә шәпқәт көрситиду.
35Даналар шөһрәткә варислиқ қилиду, Лекин һамақәтләр рәсва қилиниду.