24Ятқанда һеч немидин қорқмайсән, Йетишиң биләнла татлиқ ухлайсән.
25Бешиңға дәһшәтлик вәһимә чүшкәндә қорқмиғин, Рәзилләрниң вәйранчилиғидин ғәм қилмиғин!
26Чүнки Пәрвәрдигар сениң таянчиңдур, У путуңни қапқанлардин нери қилиду.
27Пәқәт қолуңдин кәлсила, һаҗәтмәнләрдин яхшилиқни айимиғин.
28Қолум-хошнилириң сениңдин өтнә сорап кирсә, «Қайтип кетип, әтә кәлгин, әтә берәй» — демигин.
29Хошнаңға зиянкәшлик нийитидә болма, Чүнки у саңа ишинип йениңда хатирҗәм яшайду.
30Бириси саңа зиян йәткүзмигән болса, Униң билән сәвәпсиз маҗиралашма.
31Зулумхор кишигә һәсәт қилма, Униң йол-тәдбирлиридин һеч немини таллима.
32Чүнки қиңғир йолларни маңидиғанлар Пәрвәрдигарниң нәзиридә жиркиничликтур, Лекин Униң сирдаш достлуғи дурус яшаватқан адәмгә тәәллуқтур.
33Пәрвәрдигарниң ләнити рәзиллик қилғучиниң өйидидур, Лекин У һәққаний адәмниң өйигә бәхит ата қилур.
34Бәрһәқ, мәсқирә қилғучиларни У мәсқирә қилиду, Лекин кичик пеил кишиләргә шәпқәт көрситиду.