Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 31

Пәнд-несиһәтләр 31:7-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Улар шарапни ичип, мискинлигини унтуп, Қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!
8Өзлири үчүн гәп қилалмайдиғанларға ағзиңни ачқин, Һалак болай дегәнләрниң дәвасидә гәп қил.
9Сүкүт қилма, улар үчүн лилла һөкүм қил, Езилгәнләрниң вә мискинләрниң дәрдигә дәрман бол.
10|א| Пәзиләтлик аялни ким тапалайду? Униң қиммити ләәл-яқутлардинму зор ешип чүшиду.  
11|ב| Ериниң көңли униңға тайинип хатирҗәм туриду, У болғачқа ериниң алған олҗиси кам әмәстур!
12|ג| У өмүр бойи еригә вападар болуп яхшилиқ қилиду, Уни зиянға учратмайду.
13|ד| У қой жуңи вә кәндир тепип, Өз қоли билән җан дәп әҗир қилиду.
14|ה| У сода кемилиригә охшаш, Аилини беқиштики озуқ-түлүкләрни жирақ җайлардин тошуйду.
15|ו| Таң йорумаста у орнидин туриду, Аилисидикиләргә йемәклик тәйярлайду, Хизмәткар-дедәкләргә несивисини тәқсим қилиду.
16|ז| У бир парчә етизни өзи көрүп алиду; Қоли билән жиққан дарамәттин у бир үзүмзар бена қилиду.
17|ח| Ишқа қарап у белини күч билән бағлар, Биләклирини күчләндүрәр;

Read Пәнд-несиһәтләр 31Пәнд-несиһәтләр 31
Compare Пәнд-несиһәтләр 31:7-17Пәнд-несиһәтләр 31:7-17