2И оғлум, и мениң амриғим, қәсәмләр билән тилигән арзулуғум, мән саңа немә дәй?
3Күч-қуввитиңни аял-хотунлар тәрипигә сәрп қилмиғин; Яки падишаһларниму вәйран қилидиған ишларға берилгүчи болма!
4И Ләмуәл, шарап ичиш падишаһларға лайиқ әмәс, Әмирләргиму һараққа хумар болуш ярашмас.
5Болмиса улар шарап ичип, муқәддәс бәлгүлимиләрни унтуп, Бозәк бәндиләрниң һәққини астин-үстүн қиливетиши мүмкин.
6Күчлүк һарақ өлгүси кәлгәнләргә, һәсрәткә чөмгәнләргә берилсун!
7Улар шарапни ичип, мискинлигини унтуп, Қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!
8Өзлири үчүн гәп қилалмайдиғанларға ағзиңни ачқин, Һалак болай дегәнләрниң дәвасидә гәп қил.
9Сүкүт қилма, улар үчүн лилла һөкүм қил, Езилгәнләрниң вә мискинләрниң дәрдигә дәрман бол.
10|א| Пәзиләтлик аялни ким тапалайду? Униң қиммити ләәл-яқутлардинму зор ешип чүшиду.
11|ב| Ериниң көңли униңға тайинип хатирҗәм туриду, У болғачқа ериниң алған олҗиси кам әмәстур!
12|ג| У өмүр бойи еригә вападар болуп яхшилиқ қилиду, Уни зиянға учратмайду.