16|ז| У бир парчә етизни өзи көрүп алиду; Қоли билән жиққан дарамәттин у бир үзүмзар бена қилиду.
17|ח| Ишқа қарап у белини күч билән бағлар, Биләклирини күчләндүрәр;
18|ט| Өз ишиниң пайдилиқлиғиға көзи йетәр, Кечичә чириғини өчүрмәй иш қилар.
19|י| У қоллири билән чақни чөрәр, Бармақлири жип урчуқини тутар.
20|כ| Аҗизларға ярдәм қолини узитар; Һаҗәтмәнләргә қоллирини созар.
21|ל| Қар яққанда у аилиси тоғрилиқ әндишә қилмайду, Өйидикиләрниң һәммисигә қизил кийимләр кийдүрүлгән.
22|מ| Кариват япқучлирини өзи тоқуйду; Өзиниң кийим-кечәклири канап вә сөсүн рәхттиндур.
23|נ| Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар; Шу йәрдә у жуттики ақсақаллар қатаридин орун алиду.
24|ס| У нәпис канаптин кийим-кечәк тикип уни сатиду; Бәлвағларни тикип содигәрләрни тәминләйду.