1Төвәндикиләр, падишаһ Ләмуәлгә униң аниси арқилиқ вәһий билән кәлгән сөзләрдур; аниси бу сөзләрни униңға үгәткән:
2И оғлум, и мениң амриғим, қәсәмләр билән тилигән арзулуғум, мән саңа немә дәй?
3Күч-қуввитиңни аял-хотунлар тәрипигә сәрп қилмиғин; Яки падишаһларниму вәйран қилидиған ишларға берилгүчи болма!
4И Ләмуәл, шарап ичиш падишаһларға лайиқ әмәс, Әмирләргиму һараққа хумар болуш ярашмас.
5Болмиса улар шарап ичип, муқәддәс бәлгүлимиләрни унтуп, Бозәк бәндиләрниң һәққини астин-үстүн қиливетиши мүмкин.
6Күчлүк һарақ өлгүси кәлгәнләргә, һәсрәткә чөмгәнләргә берилсун!
7Улар шарапни ичип, мискинлигини унтуп, Қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!
8Өзлири үчүн гәп қилалмайдиғанларға ағзиңни ачқин, Һалак болай дегәнләрниң дәвасидә гәп қил.
9Сүкүт қилма, улар үчүн лилла һөкүм қил, Езилгәнләрниң вә мискинләрниң дәрдигә дәрман бол.