10Ғоҗайининиң алдида униң қули үстидин шикайәт қилма, Болмиса у сени қарғап ләнәт қилиду, әйипкар болисән.
11Өз атисини қарғайдиған, Өз анисиға бәхит тилимәйдиған бир дәвир бар,
12Өзини пак чағлайдиған, әмәлийәттә мәйнәтчилигидин һеч жуюлмиған бир дәвир бар,
13Бир дәвир бар — аһ, кибирлигидин нәзири немидегән үстүн, Һакавурлуғидин һали немидегән чоң!
14Униң аҗизлар вә йоқсулларни ялмап жутуветидиған чишлири қиличтәк, Езиқ чишлири пичақтәк болған бир дәвир бар!
15Зүлүкниң икки қизи бар, улар һәрдайим: «Бәргин, бәргин» дәп товлишар. Һәргиз тоюнмайдиған үч нәрсә бар, һәргиз қанаәтләнмәйдиған төрт нәрсә бар, улар болсиму: —
16Гөр, туғмас хотунниң қарни, Суға тоюнмиған қурғақ Йәр. Вә һәргиз «болди, тойдум» демәйдиған оттин ибарәт.
17Атисини мәсқирә қилидиған, Анисини кәмситидиған көзни болса, Қарға-қузғунлар чоқулар, Бүркүтниң балилириму уни йәр.