7Һәққаний киши мискинниң дәвасиға көңүл бөлүр; Бирақ яманлар болса бу ишни чүшәнмәс.
8Һакавур кишиләр шәһәрни қутритип давалғутар; Бирақ ақиланиләр аччиқ ғәзәпләрни яндурар.
9Дана киши ахмақ билән дәвалашса, Ахмақ һүрпийиду яки күлиду, нәтиҗиси һаман течлиқ болмас.
10Қанхорлар пак-диянәтликләргә нәпрәтлинәр; Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр.
11Ахмақ һәрдайим ичидики һәммини ашкарә қилар; Бирақ дана өзини бесивалар.
12Һөкүмдар ялған сөзләргә қулақ салса, Униң барлиқ хизмәткарлири яман үгәнмәй қалмас.
13Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар; Һәр иккисиниң көзини нурландурғучи Пәрвәрдигардур.
14Йоқсулларни диянәт билән сориған падишаһниң болса, Тәхти мәңгүгә мәһкәм турар.