17Қан төккән киши қәриз билән һаңға қарап жүгүрәр; Уни һеч ким тосмисун!
18Сәмимий, диянәтлик йолда маңған қутулар; Икки йолда маңған сахта киши уларниң биридә һаман жиқилип чүшәр.
19Өз йеригә тиришип ишлигән деханниң нени йетип ашар; Бирақ бекар жүрүп хам хиялларни қоғлиған кишиниң йоқсуллуғи мол болар!
20Растчил кишиниң бәхити көпийәр; Бирақ бай болушқа алдириған киши җазадин қечип қутулалмас.
21Биригә ян бесиш қәтъий болмас; Чүнки бәзиләр һәтта бир бурда нан үчүнму гуна өткүзәр.
22Нәпси тоймас киши байлиқларни көзләп алдирайду, У намратлиқниң өз бешиға чүшидиғинидин бехәвәрдур.
23Башқиларниң хаталиқини очуқ әйиплигән киши, Һаман хушамәт қилғучиға қариғанда көпрәк илтипат тапар.