4Ғәзәп рәһимсиздур, Қәһр болса кәлкүндәк адәмни еқитип кетәр, Бирақ ким һәсәтхорлуқ алдида тақабил туралисун?
5Ашкарә әйипләш йошурун муһәббәттин әладур.
6Достниң қолидин йегән зәхимләр садиқлиқтин болиду; Бирақ дүшмәнниң сөйүшлири һейлигәрликтур.
7Тоқ киши һәсәл көнигидинму бизардур, Ач кишигә һәр қандақ аччиқ нәрсиму татлиқ билинәр.
8Жут маканидин айрилған киши, Угисидин айрилип жүргән қушқа охшар.