3Атқа қамча, ешәккә нохта лазим болғинидәк, Ахмақниң дүмбисигә таяқ лайиқтур.
4Ахмақниң әхмиқанә гепи бойичә униңға җавап бәрмигин, Җавап бәрсәң өзүң униңға охшап қелишиң мүмкин.
5Ахмақниң әхмиқанә гепи бойичә униңға җавап бәргин, Җавап бәрмисәң у өзиниң ахмақлиғини әқиллиқ дәп чағлар.
6Өз путини кесивәткәндәк, Өз бешиға зулмәт тилигәндәк, Ахмақтин хәвәр йоллашму шундақ бир иштур.
7Токурниң карға кәлмигән путлиридәк, Ахмақниң ағзиға селинған пәнд-несиһәтму бекар болур.
8Салғиға ташни бағлап атқандәк, Ахмаққа һөрмәт билдүрүшму әхмиқанә иштур.
9Ахмақниң ағзиға селинған пәнд-несиһәт, Мәсниң қолиға санҗилған тикәндәктур.